Хитай даирилири шәрқий түркистанниң омуртқиси болған тәңритағ тизмилирини тешип, дунядики әң узун тез сүрәтлик ташйол тонелини ишқа кириштүрди. Бейҗиң тәрипидин шинҗаң дәп ативелиңһан бу земинда, мәзкур қурулуш арқилиқ вәтинимизниң җәнуб вә шимали оттурисидики мусапә қисқартилди. Лекин бу пәқәт бир қатнаш қолайлиқи болмастин, бәлки юқири дәриҗидә һәрбийләштүрүлгән райондики мустәмликичилик ул әслиһәлирини техиму мустәһкәмләш вә контроллуқни күчәйтишни мәқсәт қилған қәдимдур.
Хитай күндилик гезити ниң хәвәр қилишичә, узунлуқи 22.13 километир келидиған «тәңритағ ғалибийәт тонели» 27-декабир күни рәсмий қатнашқа ечилған. У 324.7 километирлиқ ‹үрүмчи-лопнур› тез сүрәтлик ташйолиниң бир қисми болуп, мустәмликичи мәмурийәт мәркизи билән лопнурни туташтуриду. Амалдарлар бу тонелниң илгирики бир нәччә саәтлик тағ сәпирини тәхминән 20 минутқа қисқартқанлиқини билдүрди.
Хитай дөләт таратқулири бу ечилишни абидә характерлик қурулуш мувәппәқийити вә районлуқ «туташтуруш»ниң күчийиши дәп тәсвирлиди. Әмма тәнқидчиләрниң қаришичә, шәрқий түркистандики чоң көләмлик қатнаш ул әслиһәлири тарихтин буян йәрлик хәлқ мәнпәәтигә әмәс, бәлки бейҗиңниң истратегийилик, иқтисадий вә бихәтәрлик нишанлириға хизмәт қилип кәлмәктә.
Һәрбийләштүрүлгән тағ тизмилиридин өтүлгән инженерлиқ мувәппәқийәт
Тәңритағ тизмилири шәрқий түркистанниң оттура қисмини кесип өтүп 2500 километирдин артуқ созулуп, земинни шималий вә җәнубий районларға айрип туриду. Тонел қурулушидин илгири, өтүшләр деңиз йүзидин 4000 метирдин ашидиған әгри-бүгри тағ йоллириға тайинатти.
Тез сүрәтлик ташйол қурулуши 2020-йили апрелда башланған болуп, 46.7 милярд йүән мәбләғ селинған. Тонел деңиз йүзидин 3000 метирға йеқин егизликтә, соғуқ вә йәр тәврәш хәвпи юқири болған мурәккәп геологийәлик районда селинған.
«Бу тонел температура минус 42 селсийә градусқичә чүшидиған вә йәр тәврәш хәвпи юқири җайда селинди,» деди хитай қатнаш қурулуш ширкитиниң инҗенери мяв бавдоң.
Тонелниң әң чоңқур қисми тағ тизмилириниң 1112 метир астида өтүду, әң узун тик қудуқи 700 метирдин артуқ болуп, инҗенерлар буни дуняви рекорт дәп аташмақта.
«Бир бәлвағ бир йол» билән бағлинишлиқ қатнаш каридори
Хитай әмәлдарлириниң ейтишичә, бу ташйол G7 бейҗиң-үрүмчи тез сүрәтлик ташйоли вә G30 каридори арқилиқ қазақистан чеграсидики қорғасқа тутишиду. Бу линийәләр «йеңи явро-асия қуруқлуқ көврүки» вә «бир бәлвағ бир йол» тәшәббусиниң бир қисми болуп, оттура асияға тутишидиған сода каридорлирини тәминләйду.
Хитай әмәлдари ли яфейниң ейтишичә, бу йол «енергийә, ишләнгән маллар вә йеза игилик мәһсулатлириниң айлинишини тезлитиду» вә логистика хираҗитини төвәнлитиду.
Бу ташйол йәнә «хитай (шинҗаң) әркин сода синақ райони» дәп бекитилгән районларни туташтуруп, ишғал қилинған территорийә миқясида сода, байлиқ қезиш вә олтурақлаштурушни асанлаштуриду.
Муһит дәваси вә йәрлик тәсирләр
Инҗенерлар бу ташйолниң бәзи қисимлириниң су мәнбәлирини қоғдаш районлири вә дөләтлик орман бағлиридин өтүдиғанлиқини, шуңа йениклитиш тәдбирлириниң йолға қоюлғанлиқини билдүрди. 116 километирлиқ қисмда 17 тонел вә 36 чоң көврүк селинип, бу умумий линийиниң тәхминән 60 пирсәнтини игиләйду.
«Бу қурулмилар явайи һайванларниң өтүшигә вә чарвичилар үчүн асти өтүш йоллириға шараит яритиду,» деди инҗенер җу геншен.
Йеқинқи он йилларда, шәрқий түркистандики ул әслиһә кеңәйтишлири йәр тартивелиш, назарәтни күчәйтиш вә йәрлик хәлқни өз земинидики тәрәққият қарарлиридин четлитиш билән бир вақитта елип берилмақта.
Бу ташйол 1-январдин башлап синақ ишқа чүшүп, бейҗиңниң физикилиқ вә иқтисадий контроллуқини техиму мустәһкәмләйду.












