Шәнбә, Апрел 11, 2026
No Result
View All Result
Шәрқий Түркистан Почтиси
  • Башбәт
  • Хәвәрләр
    • All
    • Сүргүн
    • Хәлқара Xәвәрләр
    • Шәрқий Түркистан
    Бирләшкән милләтләр тәшкилати мутәхәссислири Шәрқий Түркистандики мәҗбурий әмгәкниң инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүрүши мумкинлики һәққидә агаһландурди

    Бирләшкән милләтләр тәшкилати мутәхәссислири Шәрқий Түркистандики мәҗбурий әмгәкниң инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүрүши мумкинлики һәққидә агаһландурди

    Шәрқий Түркистан сүргүн һөкүмити вә миллий һәрикити ирқий қирғинчилиқни етирап қилиш күнини хатирилиди, (хитайни) җавабкарлиққа тартишни тәләп қилди

    Шәрқий Түркистан сүргүн һөкүмити вә миллий һәрикити ирқий қирғинчилиқни етирап қилиш күнини хатирилиди, (хитайни) җавабкарлиққа тартишни тәләп қилди

    Түркийә ташқи ишлар министириниң хитай билән техиму чоңқур һәмкарлиқ орнитиш чақириқи шәрқий түркистан сүргүндики рәһбәрлириниң әйиблишигә сәвәб болди

    Түркийә ташқи ишлар министириниң хитай билән техиму чоңқур һәмкарлиқ орнитиш чақириқи шәрқий түркистан сүргүндики рәһбәрлириниң әйиблишигә сәвәб болди

    Шәрқий Түркистан Сүргүнди Һөкүмити Хитай-Сомали мунасивитиниң күчийиши түпәйли Сомалиланд билән һәмдәм болидиғанлиқини билдүрди

    Шәрқий Түркистан Сүргүнди Һөкүмити Хитай-Сомали мунасивитиниң күчийиши түпәйли Сомалиланд билән һәмдәм болидиғанлиқини билдүрди

    Түркийә хитай билән болған мунасивәтниң қоюқлишишиға әгишип, хитай пуқралириға қаритилған виза тәлипини бикар қилди

    Түркийә хитай билән болған мунасивәтниң қоюқлишишиға әгишип, хитай пуқралириға қаритилған виза тәлипини бикар қилди

    Хитай Шәрқий Түркистанда дунядики әң чоң һидроген йеқилғу қачилаш понкитини пүттүрди

    Хитай Шәрқий Түркистанда дунядики әң чоң һидроген йеқилғу қачилаш понкитини пүттүрди

    Шәрқий Түркистан сүргүнди һөкүмитиниң баш министири йеңи йиллиқ нутқида бирләшкән милләтләр тәшкилати вә дөләтләрни ирқий қирғинчилиқ вә таҗавузчилиққа қарши турушқа үндиди

    Шәрқий Түркистан сүргүнди һөкүмитиниң баш министири йеңи йиллиқ нутқида бирләшкән милләтләр тәшкилати вә дөләтләрни ирқий қирғинчилиқ вә таҗавузчилиққа қарши турушқа үндиди

    Хитай ишғал қилиңһан шәрқий түркистанда дунядики әң узун тез сүрәтлик ташйол тонелини ачти

    Хитай ишғал қилиңһан шәрқий түркистанда дунядики әң узун тез сүрәтлик ташйол тонелини ачти

  • Чүшәдуруш
    • All
    • Tәпсилий чүшәнчә
    Ирқий қирғинчилиқ етирап қилинип бәш йилдин кейинму хитайниң уйғурларға вә башқа түркий хәлқләргә қаратқан (қирғинчилиқ) һәрикити давамлашмақта

    Ирқий қирғинчилиқ етирап қилинип бәш йилдин кейинму хитайниң уйғурларға вә башқа түркий хәлқләргә қаратқан (қирғинчилиқ) һәрикити давамлашмақта

    Уйғурларни «аз санлиқ милләт» дәп аташ хитайниң шәрқий түркистанниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқини рәт қилишиға қандақ йол ачиду?

    Уйғурларни «аз санлиқ милләт» дәп аташ хитайниң шәрқий түркистанниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқини рәт қилишиға қандақ йол ачиду?

  • Сиясәт
  • Сода вә иқтисад
  • Пән-Tехника
  • Һаят
  • Көзқараш
  • Уйғурчә
    • English
    • ئۇيغۇرچە
    • Uyghurche
Шәрқий Түркистан Почтиси
Шәрқий Түркистан Почтиси
No Result
View All Result
Home Хәвәрләр Хәлқара Xәвәрләр

Шәрқий Түркистан Сүргүнди Һөкүмити Хитай-Сомали мунасивитиниң күчийиши түпәйли Сомалиланд билән һәмдәм болидиғанлиқини билдүрди

Шәрқий Түркистан сүргүндики рәһбәрлири Хитай билән Сомали оттурисидики күнсери күчийиватқан мунасивәткә қарита Сомалиланд билән һәмдәм болидиғанлиқини билдүрди һәмдә Ислам Һәмкарлиқ Тәшкилатиниң сүкүт қилишини тәнқид қилди.

by East Turkistan Post Staff
2026، 14-Январ
in Сиясәт, Хәлқара Xәвәрләр
Reading Time: 2 mins read
Шәрқий Түркистан Сүргүнди Һөкүмити Хитай-Сомали мунасивитиниң күчийиши түпәйли Сомалиланд билән һәмдәм болидиғанлиқини билдүрди

Сомалиланд вә Шәрқий Түркистанниң байриқи. Мәнбә: Шәрқий Түркистан Сүргүнди Һөкүмитиниң Х суписидики һесабидин.

Шәрқий Түркистан Сүргүн Һөкүмити (ӘТГӘ) Хитай билән Сомалиниң Сомалиландниң мустәқиллиқини рәт қилған бирләшмә дипломатик баянатидин кейин, Сомалиланд билән һәмдәм болидиғанлиқини билдүрди. Сүргүнди Һөкүмити бу күнсери күчийиватқан мунасивәтниң Шәрқий Түркистанни өз ичигә алған өз тәқдирини өзи бәлгиләш һәрикәтлиригә тәсир көрситиватқан техиму кәң даирилик хәлқаралиқ әндизини әкс әттүридиғанлиқини ейтти; Бейҗиң тәрипидин «ШинҖаң (йеңи чегра)» дәп атиливатқан Шәрқий Түркистан 1949-йилидин буян Хитай һөкүмранлиқи астидики бесивелиңһан бир Дөләттур.

Бу инкас 12-январ күни Хитай ташқи ишлар министири Ваң Йи билән Сомали ташқи ишлар вә хәлқара һәмкарлиқ министири Абдисалам Абди әли оттурисидики телефон сөһбитидин кейин оттуриға чиқти. Телефон сөһбитидин кейин елан қилиңһан бирләшмә баянатта, икки һөкүмәт өзлириниң «ядролуқ мәнпәәтлири»дә өзара қоллайдиғанлиқини қайта тәкитлиди.

«Хитай Сомалиландниң Сомалиниң айрилмас бир қисми икәнликини тәкитләп, Сомалиниң земин пүтүнликини қәтий қоллайдиғанлиқини йәнә бир қетим билдүрди; Сомали болса хитайниң ‹бир хитай› пиринсипиға, дөләтни қайта бирликкә кәлтүрүш үчүн қиливатқан барлиқ тиришчанлиқлириға вә Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилати омумий кеңишиниң 2758-номурлуқ қарарнамисиниң нопузиға болған тәврәнмәс қоллишини қайта тәкитлиди.» — Хитай-Сомали бирләшмә баянати, 12-январ

Хитай-Сомали баянати вә мустәқиллиққа қарши туруш

Баянатқа асаслаңһанда, икки тәрәп сиясий ишәнчни чоңқурлаштуруш һәмдә сода, тәрәққият ярдими, хәлқаралиқ алақә вә көп тәрәплик маслишиш саһәлиридә һәмкарлиқни кеңәйтишкә пикир бирликигә кәлгән. Улар йәнә барлиқ дөләтләрниң «башқа дөләтләрниң игилик һоқуқиға дәхли-тәруз қилидиған мәҗбурлаш вә қорқутуш тактикилири»ға қарши туруши керәкликини ейтти; бу хитай өзи қарши туридиған мустәқиллиқ вә мустәмликичиликкә қарши туруш һәрикәтлиригә нисбәтән даим ишлитидиған ибарисидур.

Сомалиланд 1991-йили сомали дөлити парчилинип кәткәндин кейин, өз-өзини идарә қилидиған сиясий гәвдә сүпитидә паалийәт қилип кәлмәктә һәмдә өзиниң сиясий вә хәвпсизлик аппаратлирини сақлап қелиш билән биргә көп қетим сайлам өткүзди. Шундақ болсиму, у Исраилийәдин башқа һечқандақ дөләтниң хәлқаралиқ етирап қилишиға еришәлмиди вә униң сиясий орни хәлқарада йәнила талаш-тартиш қилинмақта.

Хитайниң Сомалиниң мәвқәйини қоллиши униң земин пүтүнликигә әһмийәт бериш вә бөлгүнчиликкә қарши туруштин ибарәт техиму кәң ташқи сияситигә уйғун келиду; Бейҗиң бу пиринсипларни өзиниң миллий мәнпәәтиниң мәркизи дәп қариған барлиқ талаш-тартишларда қоллиниду.

Шәрқий Түркистан Сүргүнди Һөкүмитиниң инкаси вә Ислам Һәмкарлиқ Тәшкилатини тәнқид қилиши

Шәрқий Түркистан Сүргүн Һөкүмити 12-январ елан қилған баянатида, «Сомалиләнд хәлқи билән толуқ һәмдәм болидиғанлиқини» билдүрди вә Сомалиләндни «тарихий мустәмликичиликтин қутулуш мусаписи арқилиқ 1991-йилидин башлап ташқи өз тәқдирини өзи бәлгиләш йолида меңип, муқим, демократик җәмийәт қурған мусулманлар көп санлиқни игиләйдиған бир дөләт» дәп тәсвирлиди.

«Шәрқий Түркистан вә Сомалиландниң мустәқиллиқ издәши миллий өз тәқдирини өзи бәлгиләш вә мустәмликичиликтин қутулуштин ибарәт һәққаний һоқуқниң йүргүзүлүшидур, бу хәлқара қануңһа толуқ уйғун.» — Салиһ Худаяр, Шәрқий Түркистан Сүргүнди Һөкүмитиниң ташқи ишлар вә хәвпсизлик министири

Сүргүнди Һөкүмәт Сомалиландниң бешиға кәлгән қисмәтләрниң Шәрқий Түркистанниң қисмитигә охшишип кетидиғанлиқини ейтип, Хитайниң Уйғур вә башқа Түркий мусулман хәлқләргә нисбәтән елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтлирини, җүмлидин омумийүзлүк тутқун қилиш, мәҗбурий әмгәк, мәҗбурий туғмас қилиш, аилиләрни парчилаш вә диний-мәдәнийәт әнәнилирини йоқитиш қилмишлирини әйиблиди.

Баянатта йәнә Ислам Һәмкарлиқ Тәшкилати тәнқид қилинип, бу орган вә униңға әза бир қисим дөләтләрниң Шәрқий Түркистанда давамлишиватқан ирқий қирғинчилиққа нисбәтән әһмийәтлик бир инкас қайтурушта мәғлуп болғанлиқи ейтилди. Баянатта йәнә Ислам Һәмкарлиқ Тәшкилатиниң өтмүштики хитайниң қирғинчилиқ вә мустәмликичилик сиясәтлирини «тәрәққият» вә «муқимлиқ» тәдбирлири дәп мәдһийәлигән баянатлири тилға елинди.

📰Solidarity with Somaliland and Condemnation of China and the OIC’s Hypocrisy

The East Turkistan Government in Exile (ETGE) extends its full solidarity to the people of Somaliland (@somalilandmfa), a Muslim-majority nation that has pursued external self-determination and… pic.twitter.com/Zi9Xfn9M1l

— East Turkistan Government in Exile (ETGE) (@ETExileGov) January 12, 2026

Сомалиниң Хитайниң Шәрқий Түркистандики сиясәтлиригә тутқан өзгиришчан позитсийәси

Сомалиниң Хитайниң Шәрқий Түркистандики сиясәтлиригә тутқан позитсийәси йеқинқи йилларда түрлүк өзгиришләрни баштин кәчүрди. 2019-Йили Сомали бир түркүм дөләтләр билән бирликтә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға хәт йезип, Хитайниң қилмишини «террорлуқ вә әсәбийликкә қарши туруш»та үнүм яратти дәп мәдһийәлигән вә хәттә тәсвирләнгән «сиясий ғәрәздики әйибләшләр»ни рәт қилған иди.

2022- Йили Сомали бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишидә Шәрқий Түркистандики кризисни муназирә қилиш тиришчанлиқини қоллиди; бу һәрикәт уни нурғунлиған африқа вә мусулман дөләтлиридин пәрқләндүргән һәмдә Хитай әмәлдарлириниң икки тәрәплик мунасивәтләр тоғрисида агаһландуруш беришигә сәвәб болди. 2023-Йилидин башлап, Сомали башқа ашкара тәнқид елан қилмиди, әксичә Бейҗиң билән болған йеқин мунасивәтни тәкитләп кәлмәктә.

2024- Йилидин 2026-йилиғичә болған бирләшмә баянатлар вә дипломатик алақиләрдә «ядролуқ мәнпәәт»ләрдә өзара қоллаш қайта-қайта тәкитләнди. 2025-Йили Сомали дөләтлик хәвәр агентлиқи вәкиллирини өз ичигә алған Сомали вәкилләр өмики хитай даирилири тәшкиллигән зиярәттә Шәрқий Түркистанда болди вә өзлири көргәнләрни «муқимлиқ», «тәрәққият» вә «террорлуққа қарши туруш» дәп ашкара мәдһийәлиди.

Previous Post

Түркийә хитай билән болған мунасивәтниң қоюқлишишиға әгишип, хитай пуқралириға қаритилған виза тәлипини бикар қилди

Next Post

Түркийә ташқи ишлар министириниң хитай билән техиму чоңқур һәмкарлиқ орнитиш чақириқи шәрқий түркистан сүргүндики рәһбәрлириниң әйиблишигә сәвәб болди

Next Post
Түркийә ташқи ишлар министириниң хитай билән техиму чоңқур һәмкарлиқ орнитиш чақириқи шәрқий түркистан сүргүндики рәһбәрлириниң әйиблишигә сәвәб болди

Түркийә ташқи ишлар министириниң хитай билән техиму чоңқур һәмкарлиқ орнитиш чақириқи шәрқий түркистан сүргүндики рәһбәрлириниң әйиблишигә сәвәб болди

Шәрқий Түркистан Почтиси

Шәрқий Түркистан Почтиси © 2026

  • Һәққимиздә
  • Тәһрирлик низами
  • Тәһририй мәвқә вә принсиплар
  • Алақилишиң

Powered by
►
Necessary cookies enable essential site features like secure log-ins and consent preference adjustments. They do not store personal data.
None
►
Functional cookies support features like content sharing on social media, collecting feedback, and enabling third-party tools.
None
►
Analytical cookies track visitor interactions, providing insights on metrics like visitor count, bounce rate, and traffic sources.
None
►
Advertisement cookies deliver personalized ads based on your previous visits and analyze the effectiveness of ad campaigns.
None
►
Unclassified cookies are cookies that we are in the process of classifying, together with the providers of individual cookies.
None
Powered by
No Result
View All Result
  • Уйғурчә
    • English
    • ئۇيغۇرچە
    • Uyghurche
  • Башбәт
  • Хәвәрләр
    • Шәрқий Түркистан
    • Сүргүн
    • Хәлқара Xәвәрләр
  • Чүшәдуруш
    • Tәпсилий чүшәнчә
    • Yчур графиклири
    • Tонуштуруш
  • Сиясәт
  • Сода вә иқтисад
  • Пән-Tехника
  • Һаят
    • Җәмийәт
    • Күлтүр-Cәнәт
    • Сағламлиқ
    • Тарих
    • Дин
  • Көзқараш
    • Тәһрират язмилири
    • Меһман язмилири
    • Оқурмән мәктуплири

Шәрқий Түркистан Почтиси © 2026