2017 – Йилидин башлап, һөкүмәтләр, таратқулар вә хәлқаралиқ органлар уйғурларни нишан қилған кәң көләмлик зиянкәшликләрни барғансери көп етирап қилмақта. Кәң көләмлик тутқун қилиштин мәҗбурий туғут чәкләшкичә болған җинайәтләр хатириләнди, бир қанчә дөләт вә парламентлар буни давамлишиватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт дәп тонуди. Шундақтиму, асаслиқ баянларда уйғурларни йәнила «хитайдики аз санлиқ милләт» дәп тәсвирләш давамлашмақта; бу сөз сиртқи йүзидин қаримаққа адәттики тәсвирдәк көрүнсиму, әмма чоңқур сиясий ақивәтләрни өзигә муҗәссәмлигәндур.
Явропа уйғур институтиниң рәиси дилнур рәйһанниң 2025-йили 23-декабир камбриҗ университети нәшрияти тәрипидин елан қилиңһан бир илмий тәтқиқати бу аталғуниң тәрәпсиз әмәсликини оттуриға қойди. Әксичә, у буни мустәмликичилик һөкүмранлиқини йошуридиған вә бир милләтни сиясий орнидин мәһрум қалдуридиған «аз санлиқлаштуруш» (миноритизатион) җәряни дәп қарайду. Униң тәһлили бейҗиң тәрипидин «шинҗаң (йеңи территорийә)» дәп аталған шәрқий түркистанни мәркәз қилиду вә йәр шари характерлик баянларниң таҗавузчилиқни «ички башқуруш мәсилиси»гә айландуруп қоюш арқилиқ, ишғалийәтни нормаллаштурушқа қандақ ярдәм бәргәнликини көрситип бериду.
«‹Аз санлиқ милләт› дегән сөзни ишлитиш һәргизму тәрәпсизлик әмәс, чүнки у мәлум бир гуруппиға уларниң мақуллуқисиз алаһидә бир иҗтимаий вә сиясий салаһийәтни теңишни өз ичигә алиду». — Дилнур рәйһан, явропа уйғур институтиниң рәиси.
Таҗавузчилиқтин зорлап теңилған катигорийәгичә
Шәрқий түркистанниң һазирқи сиясий орни 1949-йили үзүл-кесил бәлгиләнгән. У чағда, шәрқий түркистан җумһурийити өз мәмурийити вә қораллиқ қисимлириға игә мустәқил дөләт сүпитидә мәвҗут иди. Рәйһан тәрипидин нәқил кәлтүрүлгән хатириләргә қариғанда, бейҗиңдики хитай рәһбәрлири бу земинниң мустәқиллиқини, болупму шималий моңғулийә хитайниң контроллуқидин чиқип, мустәқил моңғулийә җумһурийитигә айлаңһандин кейин, бир истратегийәлик тәһдит дәп қариған.
Росийә архиплиридин ашкарилаңһан мәхпий һөҗҗәтләр шуни көрситидуки, хитай коммунистик партийиси шу йили кейинрәк елип берилған һәрбий таҗавузчилиқта совет иттипақиниң қоллишиға зор дәриҗидә таяңһан. Таҗавузчи «хәлқ азадлиқ армийиси»гә айропилан, йеқилғу, ашлиқ вә әшя обороти ярдими берилгән болуп, булар ишғалийәтни мумкин қилған. Таҗавузчилиқтин кейин, бу земинниң исми «йеңи территорийә» яки «йеңи чегра» дегән мәнини билдүридиған «шинҗаң»ға өзгәртилип, мустәмликичилик мунасивити биваситә рәсмий намға сиңдүрүлгән.
Рәйһанниң қаришичә, уйғурларниң кейинрәк « аз санлиқ милләт» дәп қайта түргә айрилиши қәстән қилиңһан сиясий һәрикәт иди. Хиттай бу арқилиқ һәрбий таҗавузчилиқни «ички бир гәвдилишиш» дәп пәрдазлап шәрқий түркистанни дуня мустәмликичиликтин қутулуш тарихидин чиқирип ташлашқа тиришти. «Аз санлиқ милләт» рамкиси мустәмликә қилиңһан бир милләтниң мәвҗутлуқини рәт қилиш арқилиқ, игилик һоқуқи вә хәлқаралиқ етирап қилиниш тәлипини алдин тосушни мәқсәт қилған.
«Хитайму, дуняниң қалған қисмиму уйғурларни ‹ аз санлиқ милләт› сүпитидә көрсәтмәктә, шу арқилиқ 1949-йилиниң ахиридики шәрқий түркистан учриған һәрбий таҗавузчилиқтин бери давамлишип келиватқан хитай-уйғур мустәмликичилик мунасивитини қәстән рәт қилмақта». — Дилнур рәйһан, явропа уйғур институтиниң рәиси.
Азсанлиқлаштуруш әмәлийәттә немә қилиду?
Күндилик ишлитиштә, «аз санлиқ милләт» дегән сөз көпинчә нопус характерлик тәсвир дәп чүшинилиду. Рәйһан «аз санлиқ милләт салаһийити»ни нопус саниға әмәс, бәлки һоқуққа асасән бәлгиләйдиған сиясий нәзәрийәни қоллиниш арқилиқ бу қарашқа җәң елан қилиду. Органлар, қанунлар, өрп-адәтләр вә дөләт қурулмилири бир һөкүмран гуруппиниң өлчәмлири вә таллашлирини қоғдаш, башқиларни униңға беқинди қилиш үчүн лайиһәләнгәндә, у гуруппилар «аз санлиқ милләт»кә айлиниду.
Бу нуқтидин қариғанда, азсанлиқлаштуруш — мәҗбурий шәкилләндүрүлгән нормаллиқтин пәрқлиқ болушни көрситидиған вә бу пәрқни бир хил «ноқсан» яки «кәмчилик» дәп қарайдиған бир җәряндур. Һөкүмран гуруппа өзи «охшимайдиғанлар» дәп бәлгә қойғанларни бәлгиләш, башқуруш вә түзитиш һоқуқини өзидә сақлап қалиду. Шуниң билән ассимилятсийә сиясәтлири, назарәт қилиш вә мәҗбурий бир гәвдиләштүрүш мустәмликичилик һөкүмранлиқи әмәс, бәлки «шәпқәтлик башқуруш» сүпитидә ақлиниду.
Бу рамка шәрқий түркистаңһа тәтбиқлаңһанда, һәққаний болған мустәмликичиликкә қарши турушни «бихәтәрлик тәһдити»гә айландуруп қойиду. Сиясий һоқуқ вә мустәмликичиликтин қутулуш тәлипи «дөләт бирликигә тәһдит» дәп тәсвирләнсә, ассимилятсийәни рәт қилиш «ашқунлуқ», «бөлгүнчилик» вә «террорлуқ» дегән қалпақлар арқилиқ җинайәткә айландурулиду. Шундақ қилип, «аз санлиқ милләт салаһийити» аталғуси хитайниң уйғурлар вә башқа түрк хәлқлиригә қаратқан давамлишиватқан ирқий қирғинчилиққидин айрилалмас бир қисимға айлиниду.
«Мустәмликә қилиңһан хәлқләрни бундақ азсанлиқлаштуруш зиядә бир зораванлиқ шәкли болуп, болупму өзлириниң мустәмликә қилиңһан милләт икәнликини етирап қилдуруш вә өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи үчүн күрәш қиливатқан муһаҗирәттикиләргә қаритилған зор бесимдур». — Дилнур рәйһан, явропа уйғур институтиниң рәиси
Индиҗинис рамкиси вә талаш-тартишлиқ аталғу
Рәйһан уйғурларниң аққун нупус арқилиқ мустәмликә қилиниш әһвалини тәкшүрүш үчүн даим «индиҗинис» (индигәноус) аталғусини қоллиниш арқилиқ игилик һоқуқи дөләтниң олтурақлишиши вә нопус қурулуши тәрипидин парчилаңһан башқа мустәмликә қилиңһан хәлқләр билән ортақлиқ орнитиду. Илмий саһәдә, бу рамка көпинчә әсли мәвҗутлуқни вә земиндин мәһрум қилиңһанлиқни гәвдиләндүрүш үчүн қоллинилиду.
Шундақтиму, уйғурларға «индиҗинис» дегән намни бериш шәрқий түркистан һәрикитиниң өз ичидә сиясий җәһәттин талаш-тартишлиқ тема һесаблиниду. 2021-Йили, шәрқий түркистан сүргүнди һөкүмити муһаҗирәттики уйғурларниң көпинчисиниң «индиҗинис» дәп атилишни рәт қилидиғанлиқини билдүрүп, бу түргә айришниң шәрқий түркистанниң мустәқиллиқини әслигә кәлтүрүштин ибарәт түп нишан билән мас кәлмәйдиғанлиқини оттуриға қойди.
«Хәлқимизниң демократик таллишиға һөрмәт қилған һалда, биз шәрқий түркистанниң уйғур вә башқа түрк хәлқлириниң ‹индиҗинис› әмәсликини җакарлаймиз, чүнки бу бәлгә миллитимизниң мустәқиллиқимизни әслигә кәлтүрүштин ибарәт түп нишани билән пүтүнләй сиғишмайду». — Ғулам яғма, шәрқий түркистан сүргүнди һөкүмитиниң сабиқ рәиси, 2021-йили.
Сүргүнди һөкүмәт индиҗинисләрниң һоқуқини башқуридиған хәлқаралиқ қанун рамкилириниң «ички өз тәқдирини өзи бәлгиләш» яки аптономийәгә йол қойидиғанлиқини, әмма «ташқи өз тәқдирини өзи бәлгиләш» йәни мустәқиллиқ вә игилик һоқуқ тәлипини чәткә қақидиғанлиқини агаһландурди. Улар б д т ниң «индиҗинисләр һоқуқи хитабнамиси»дики сиясий өз тәқдирини өзи бәлгиләш даирисини чәкләйдиған маддиларни көрситип өтти.
Сүргүнди һөкүмәтниң ейтишичә, иҗтимаий таратқуларда 2200 дин артуқ муһаҗирәттики киши қатнашқан ашкара соралған пикир тәкшүрүштә, қатнашқучиларниң тәхминән ти «индиҗинис» дегән намни қобул қилишқа қарши турған. Сүргүнди һөкүмәт шуни тәкитлидики, гәрчә бу сөз мустәмликә қилиниш әһвалини тәсвирлисиму, лекин уни қобул қилиш шәрқий түркистанни мустәқиллиққа йол қоймайдиған бир қанун рамкисиға қамап қоюш хәвпини туғдуриду.
Бу муназирә илмий тәтқиқатта қоллинилидиған анализ түрлири билән миллий һәрикәт тәрипидин оттуриға қоюлған сиясий нишанлар оттурисидики түп пәрқни көрситип бериду. Рәйһан «индиҗинис» терминологийәсини аққун нупус арқилиқ мустәмликә қилиш қурулмисини ашкарилаш үчүн қолланса, шәрқий түркистан органлири терминологийәниң чоқум толуқ мустәқиллиқ интилиши билән бирдәк болуши керәкликини тәкитлимәктә.
Көп йиллардин буян, шәрқий түркистан сүргүнди һөкүмити уйғурларни «аз санлиқ милләт» дәп аташни рәт қилип кәлди. Сүргүнди һөкүмәт өз баянатлирида, «аз санлиқ милләт» рамкисиниң шәрқий түркистанниң ишғал қилинишини «қанунлуқ вә мәңгүлүк» дәп пәрдазлайдиғанлиқини, ирқий қирғинчилиқни болса мустәмликичилик һөкүмранлиқи мәсилиси әмәс, бәлки «мәдәнийәтни қоғдаш» мәсилисигә чүшүрүп қойидиғанлиқини тәкитлиди. Бу нуқтидин ейтқанда, сүргүнди һөкүмәт мустәмликичиликтин қутулуш вә мустәқиллиқниң пәқәт бир арзу-истәкла әмәс, бәлки чәтәл һөкүмранлиқиға қарши зөрүр болған қануний қутулуш тәдбири икәнликини, ташқи өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқини хәлқара қанун бойичә қолға кәлтүрүш үчүн, азсанлиқлаштуруш тилидин ваз кечишниң алдинқи шәрт икәнликини оттуриға қойди.
Нео-ориантализм вә йәр шари характерлик шериклик
Рәйһан йәнә өзи «нео-ориантализм» (йеңи шәрқшунаслиқ) дәп тәсвирлигән қарашни тәнқид қилди: Бу, алимлар вә обзорчилар арисидики империялизмни пәқәт ғәрбкә хас һадисә дәп қарашқа болған бир хил майиллиқтур. Бу рамкида, хитай асаслиқи ғәрб һөкүмранлиқиниң «қурбани» сүпитидә көрситилиду, бу болса униң шәрқий түркистан, тибәт вә җәнубий моңғулийәдики мустәмликичилик әмәлийәтлириниң мустәмликичиликкә қарши тәнқидләрдин қутулуп қелишиға йол ачиду.
Бу «қариғу нуқта»ниң хәтәрлик ақивәтлири бар. У хитай һөкүмәт сөзлүклирини тәнқидий пикирсиз қобул қилишқа илһамландуриду вә зиянкәшликләрни ишғалийәт мәсилиси әмәс, бәлки «ички башқуруш» мәсилиси дәп тәсвирләйду. Нәтиҗидә, ирқий қирғинчилиқ етирап қилиңһан тәқдирдиму, инкаслар қоғдаш вә җавабкарлиққа тартишқа әмәс, бәлки пәқәт хатириләш вә баянат елан қилиш биләнла чәклинип қалиду.
Илмий вә сиясәт бәлгиләш органлири бу тәтүр баянни давамлиштурушта һалқилиқ рол ойнайду. Улар мустәмликичиликтин қутулуштин көрә, муқимлиқ вә дөләт игилик һоқуқини әвзәл билиш арқилиқ, етирап қилишниң һәргизму һәл қилишқа елип бармайдиған, мустәмликә қилиңһанларниң авази чәткә қеқилидиған яки рәт қилинидиған бир системини күчләндүриду.
Немә үчүн тил нәтиҗини бәлгиләйду?
Бу муназирә һечқачан сөз оюни әмәс. Уйғурларниң қандақ атилиши қайси хил һәл қилиш чарилириниң қанунлуқ һесаблинидиғанлиқини бәлгиләйду. «Аз санлиқ милләтләрни қоғдаш» мәвҗут дөләтләр ичидики мәдәнийәт һоқуқини тәкитләйду, әмма дөләт өзи кәң көләмлик зораванлиқниң җинайәтчиси болған әһвалларни һәл қилишқа қурулма җәһәттин аҗизлиқ қилиду.
Уйғурларни мустәмликә қилиңһан бир хәлқ дәп тонуш шәрқий түркистанни өз тәқдирини өзи бәлгиләш вә мустәмликичиликтин қутулуш тоғрисидики хәлқара қанунлар даирисигә киргүзиду. У ирқий қирғинчилиқни ички сиясәтниң бир чәктин ешип кәткән қисми әмәс, бәлки хәлқара қануний ақивити бар чәтәл һөкүмранлиқиниң нәтиҗиси сүпитидә қайта бәлгиләйду.
Рәйһанниң етирази алимлар, Журналистлар вә сиясәт бәлгилигүчиләрни һоқуқ мунасивәтлирини йошуридиған кона сөзләрдин ваз кечишкә чақириду. Әмма уйғурларни «аз санлиқ милләт» дәп тәсвирләшни давамлаштуруш тәрәпсиз бир анализ таллиши әмәс; у бир мустәмликичи күчниң мәнпәәти билән бирдәк болған сиясий һәрикәттур.
Мустәмликичиликтин қутулуш нам бериштин башлиниду. Азсанлиқлаштуруш аталғулирини рәт қилиш — шәрқий түркистанни ишғал астидики бир дөләт, униң хәлқини болса өз кәлгүсини өзи бәлгиләш һоқуқиға игә бир милләт дәп тонушниң биринчи қәдимидур.












